Читать книгу Уйгурская энциклопедия, том 2. Сказки о животных. онлайн


КӨРӘҢ ТҮЛКӘ


Бурунқи заманда үч дост өтүпту. Улар түлкә, ташпақа, салҗа екән. Улар шундақ иҗил-инақ яшапту. Күнләрниң бир күни улар мәслиһәтлишип, деханчилиқ қилишқа тутуш қипту. Деханчилиқ қилған йериниң үсти яр, асти чәксиз кәткән мунбәт етизлиқ екән. Бир күни түлкә етизда ишләветип, шундақ дәпту.

– Вай, достлар, үстимиздики яр өрүлүп кетидиған охшайду. Мән берип йөливалай, болмиса зираәтлиримизни бесивелип, вәйран қиливетиду.

Шуниң билән түлкә яр түвигә берип, сайисида ухлайдиған бопту. Салҗа билән ташпақа болса, һерип-ечип ишләйдекән.

Күнләр өтүпту, айлар өтүпту, буғдайму пишип қапту. Салҗа билән ташпақа буғдайни оруп, тепип чәш қилип тәйяр қилғанда, түлкә йетип кәптудә:

– Вай, достлар, ашлиғимиз тәйяр болди. Әнди буни қандақ бөлүшимиз? – дәпту. Салҗа билән ташпақа:

– Сиз һәммидин чоң болғандекин, әқиланә бир мәслиһәт көрситиң, – дәпту. Түлкә:

– Ундақ болса, мениң мәслиһитим мундақ: биз икки чақирим жирақлиққа берип, хаманға жүгрәп келимиз. Ким хаманға бурун йетип кәлсә, шу әң көп алиду, иккинчи болуп кәлгини униңдин аз алсун, ахирида кәлгини әң аз алсун. Мошундақ бөлүшсәк, қандақ? – дәпту. Буниңға салҗа билән ташпақиму қошулупту. Шуниң билән улар хамандин икки чақирим жирақлиққа берипту: «бир», «икки» дегән буйруқ билән тәң жүгрәпту. Буйруқ берилиши билән салҗа түлкиниң путиға чаплишивапту, түлкә өләр-тирилишигә қаримай, хаманға қарап чепипту. У һерип-ечип өләй дегәндә хаманға аран йетип келип, һәммидин бурун мән кәлдим. Мән һәммидин җиқ алидиған болдум, дәп таза хошал болушиға, салҗа түлкиниң путидин аста серилип чүшүп:

– Вай, адаш, мени дәссивәтмигин, – дәпту. Түлкиниң өңи өчкән һалда:

– Сән қачан кәлдиң? – дәпту. Салҗа:

– Мән «бир», «икки» дегән буйруқ берилгән вақтида хаманға қарап учқандәк чапқан едим, сәндин бурун йетип кәптимән! – дәпту.

Салҗа билән түлкә иккиси ташпақини сақлап турупту. Ташпақа йерим йолға келип, өзиниң ағзиға өзи уруп қанитип, хаманға аранла йетип кәпту. Буни көргән салҗа билән түлкә:

– Вай, адаш, немә болдуң? – дәп сорапту.

– Вай, қойсаңларчу, немисини ейтай, йолда бир топ овчилар тайғанлирини әгәштүрүп келиветиптекән, мени тутувелип: «Мошу яққа бир түлкә өтүп кәткәндәк қиливеди. Көрдүңму, йоқ?» дәп сориди. Мән «көрмидим» дедим. Улар гепимгә ишәнмәй, мени раса урди. Шуниң билән мән амалсиз: «Мошу яққа кәтти» девидим, улар мошу яққа келиватиду, – дәпту. Буни аңлиған түлкиниң әрвайи қириқ гәз учуптудә, «мени көрмидим дәңлар, җенимни қутқузай» дәп хамандин бедәр қечипту. Тәйяр болған ашлиқ салҗа билән ташпақиға қапту. Шуниң билән улар өз әҗриниң мевисигә өзлири егә бопту.