Читать книгу Уйгурская энциклопедия, том 2. Сказки о животных. онлайн
КҮТҮЛМИГӘН ШӘПҚӘТ
Асланханниң қосиғи ечип, һалидин кәткинигә қаримай, узақ йол меңип, бир тағниң бағриға келип қалди, у бир қорам ташниң йенидики дәрәқниң түвигә берип олтирип, көзлирини мөлдүрлитип әтрапқа қарапту. Аз өтмәй, узун қуйруқлуқ иккәйлән униң алдидин өтүп кәтти. Асланхан уларға һәйран болуп турғинида, улар бирдинла кәйнигә өрүлүп, бир-бири билән немиләрниду пичирлишивалдидә, асланханниң йениға кәлди.
– Сән башқа жуттин кәлгән мусапирға охшимайсән? – деди уларниң бири асланханға көйүнүш тәләппузида. Асланхан:
– Мошу тағниң нерисидики мәһәллидин кәлдим, – дәп җавап бәрди.
Иккийлән бир-бирсигә қаришивалди.
Қариғанда, һарған охшайсән, қосиғиңму ач болса, җүр бизниңкигә барайли, – деди уларниң бири.
Асланхан күтүлмигән шәпқәттин хошал болуп орнидин турдидә, уларниң арқисидин маңди. Иккәйлән асланханни тағниң белидики бир өңкүргә башлап кирди.
Өңкүрниң ичидә ғаҗилап ташлавәткән һәрхил устиханлар чечилип ятқан, бир япилақ ташниң үстидә бир парчә гөш туратти. Үчәйлән япилақ ташни чөрәдәп олтирип гөш йейишкә башлиди.
– Һә асланхан ука, – деди «шәпқәтчиләрниң» бири – өзәң бу яқларға немә иш билән келип қалдиң?
– Периштәни издәп кәлгәндим, – җавап бәрди асланхан.
– Периштә? Икки «шәпкәтчи» бир-биригә қарашти.
– Нәдики периштәни? – дәп сориди бир «шәпқәтчи» һәйран болған һалда чишлирини пақиритип.
Асланхан тез-тез җавап бәрди:
Мени башқилар қолидин иш кәлмәйду дейишти. Мән периштәни «сүп» қилдуруп, қолидин иш келидиған асланхан болмақчидим. Силәр ярдәм қилип, периштәни тепип бәрсәңлар.
«Шәпқәтчиләр» әһвални уққандин кейин хелиғичә җим болуп, ойлинип қалди. Бир чағда тумшуғи узунирақ «шәпқәтчи»:
– Яхши нийәт билән кәпсән, саңа маву бөрә акаң ярдәм қилиду, – деди гөш чайнаветип.
– Немиләрни дәватисән, түлкихан адаш? – деди бөрә наразилиқ билән, – мән қандақму..?
Түлкә дәрһал бөриниң биқинини ноқуп қойди.
– Периштә сениң йеқин ағинәң туруп, ярдимиңни укимиздин айисаң, қандақ болғини? – деди түлкә бөригә көз кисип қоюп. Бөрә немә дейишни билмәй ихтиярсиз бешини лиңшатти. Асланхан хуш болди.