Читать книгу Уйгурская энциклопедия, том 2. Сказки о животных. онлайн
С тех пор повелось говорить: «Поверишь плуту – не минуешь беды».
ШОРИ ҚУРУҒАН ШУМ ТҮЛКӘ
Бир топ тохулар ялаңтаҗа ғоразниң башчилиғида түлкиниң үстидин әризә қилип, ейиқниң алдиға берипту:
– Ейиқ палван, – дәпту улар, – шум түлкә бизгә күн бәрмәйватиду, һечқайсиңлардин әймәнмәстин тохуларни қирғини-қирған.
Ейиқ:
– Түлкима!? У мутәһәмниң җазасини өзәм берәй, – дәп түлкини чақиритип кәпту. Түлкә қуйруғини шипаңлитип:
– Ейиқвай, мән сизниң биқиниңизға таш патмисун дәп, пәйи тәһийини тәйярлашниң ғемида болдум, – дәп қолтуғидин бир тәһийини ейиққа узитипту. – Мән сизниң ғемиңизда жүрсәм, булар мени яман дәп, сизгә әризә қилишипту…
Ейиқ юмшақ тәһийигә йөлинип олтирип, тохулардин үз өрүп:
– Йоқилиңлар ахмақлар! Иккинчи мундақ бемәна сөзләрни көтирип алдимға әризә қилип кәлмәңлар! – дәп, тохуларни қоғлаветипту.
Шу кечә йәнә икки тохуниң шори қурупту. Тохулар әнди бөригә әризә қилип берипту.
– Түлкиниң дәстидин қийналдуқ, – дейишипту. Бөрә түлкини һайдитип кәптекән:
– Бөрә җанаплири, – дәпту түлкә, қуйруғини шипаңлитип, – мән биқиниңизни йәргә патмисун дәп ястуқ әкәлдим. У бөриниң қолтуғиға юмшақ ястуқ қоюпту. – Бу пөпүклүк ахмақлар сизниң ғемиңизда жүргинимни билмәйду, – дәпту түлкә.
Бөрә пәй ястуққа йөлинип раһәтлиниптудә, тохуларға вақирап:
– Көзүмдин йоқилиңлар, пайпақлиқ пөпүчәкләр! Түлкә өз ишини билип қилиду. Буниңдин кейин хәйрихаһлиқ қилғанларниң үстидин маңа әризә қилип кәлмәңлар! – дәп вақирапту. Тохулар бу қетимму җанлирини очумида тутуп, қайтип кетипту. Шу кечидә йәнә үч тоху түлкигә йәм бопту. Әтисигә тохулар тайғанға берип әризә қипту. Түлкә тайғанғиму ястуқ берип, – «Сизниң ғемиңизни қилип жүргән едим» дәпту. Тайған ястуққа қаримапту.
– Бу шум түлкиниң шорини қурутуңлар! – дәп төрт көз ақ төш бойнақларға буйрупту. Иштлар түлкини оттуриға елип, раса талапту.
– Әнди чөлгә қоғлаңлар! – дәпту тайған: – Болмиса, тохуларниң гөшини өзи йәп, пейини «улуқларға» тәғдим қилип, йәнә хелисини алдайду бу һелигәр, – дәпту.
Шундин кейин шум түлкиниң шори қуруп, чөлдә жүридиған бопту. Бечарә тохулар тайғанниң адалити билән хатирҗәм тухумлирини туғуп, җүҗилирини асрапту.