Читать книгу Уйгурская энциклопедия, том 2. Сказки о животных. онлайн

Ай өтүпту, жил өтүпту, аслан анисиға охшаш йоған қавул мөшүк болупту. Ана-бала мөшүкләр бирликтә чашқан тутуп, өйдики чашқанларни түгитип қоюпту. Чашқан түгигәндин кейин, дехан уларни өйидин қоғлап чиқирипту. Ана-бала мөшүкләр җаңгалға қарап йол апту. Амма йерим йолда тағил мөшүкни бүркүт көтирип кетипту. Анисидин айрилған мөшүк жиғлапту, қахшапту. Ахири беши қайған, пути тайған тәрәпкә қарап кетиветипту. Бир орманлиққа кәлгәндә униңға һайванлар таиписи техи мәлум әмәс екән. Мөшүк түлкини көрүши биләнла түгүлүп һүрпийипту. Бурутлирини диңгайтип, көзлирини пақиритип, хирис қилип турупту.

Бир түлкә униңға сәп селип қариса, териси йолвасниңкидәк тағил, көрүнүши йолвастәк сүрлүк бу мәхлуқни көрүп, ичидә: «Йолвасниң балисидәк бир нәрсигә учрап қаптимән, буниңдин бир амал қилип қутулмисам түгигиним шу» дәп ойлаптудә, көңлигә бир һейлә пүкүп, қуйруғини шипаңлитип найнақлап, мөшүкниң алдиға меңипту. Өз новитидә мөшүк түлкидин қорқуп турған екән. Түлкиниң өзигә ойнақлап келишини көргән мөшүк миявлиған пети қачимән дәп, тәнтирәп кетип, түлкигә өзини етипту.

Жүриги покулдап турған түлкә буни көрүп, алла-товва көтирип, бәдәр қечипту. Шу қачқан пети өйни – өй демәй, дөңни дөң демәй келиватса, алдидин бир ейиқ чиқип қапту.

– Йол болсун түлкивай, – дәпту ейиқ униңға, – немигә шунчә қорқуп, қечип кетиватисән?

Түлкә:

– Мөшүкниң барида сәнму җениңни далдиға ал!

Түлкиниң алди-кәйнигә қорқуп-қорқуп қарашлири вә баш-айиғи йоқ сөзидин һәйран болуп қалған ейиқ буниң сәвәвини билгүси келип, түлкиниң кәйнидин пайпаслап жүгрәпту. Бирдәмдин кейин, бир ериқ бойиға келип, дәмлирини елип олтарған екән. Қаяқтинду бир бөрә пәйда болуп, буларниң йениға кәпту вә түлкә, ейиқтин әһвал сорапту.

– Һәй, қашқирвай! – дәпту түлкә аран-аран нәпәс елип, – мәндин тола гәп сорима, сәнму есиңдин барида өзәңни далдиға ал!

Ейиқ билән бөрә түлкидин буниң сәвәвини сорап турувапту. Түлкә җаңгалда миявлап жүргән мәхлуқни көргәнлигини сөзләп берип, ейиқ билән бөрини һәйран қалдурупту. Бу иккиси өзлирини җаңгалниң ғоҗиси, һайванларниң батури дәп һесаплап жүргән екән. Туюқсиз пәйда болған бу мәхлуқ уларни бәкму қизиқтурупту. Шуңа түлкидин өзлирини бу мәхлуқниң йениға елип беришни өтүнүпту.